нәмрут теғи 530 миң сайаһәтчини күтүвалди

б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) дунйа мәдәнийәт тизимликидин орун алған адийаман вилайити каһта наһийәси чеграсидики нәмрут теғи, бәш йилда 530 миң сайаһәтчини күтүвалди.

1557830
нәмрут теғи 530 миң сайаһәтчини күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқ вә ғәрб мәдәнийәтлириниң учришиш нуқтисиға җайлашқан, мазарлиқлири, чоң һәйкәллири билән тонулғандин башқа, деңиздин 2 миң 150 метир егизлики билән «дунйада қуйашниң чиқиши вә петишини әң йахши көргили болидиған җай» дәп билинидиған нәмрут теғи, һәр йили миңларчә сайаһәтчини күтүвалиду.

нәмрут теғида коммагәнә падишаһлиқиға тәвә егизлики 50 метир, кәңлики 150 метир келидиған ғайәт зор һәйкәл бар.

нәмрут теғиға йамашқан сайаһәтчиләр тәхминән 40 минут давамлишидиған 800 метирлиқ йүрүштин кейин, тәңдашсиз гүзәл мәнзирә болған қуйашниң чиқиши вә петишини тамаша қилалайду.

нәмрут теғини 2016-йили тәхминән 50 миң, 2017-йили 100 миң, 2018-йили 130 миң, 2019-йили 200 миң, 2020-йили вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 50 киши сайаһәт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر