түрк еқимидин тәбиий газ еқитилди

русийә енергийә ширкити газпром (Gazprom) түрк еқими туруба йолидин 1 милйард куб метир тәбиий газниң еқитилғанлиқини билдүрди.

1348883
түрк еқимидин тәбиий газ еқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: газпром ширкити түрк еқими туруба йолидин тәбиий газ еқитилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, мушу айниң бешида хизмәткә кириштүрүлгән түрк еқими туруба йолидин дәсләптә 1 милйард куб метир тәбиий газниң %54 ниң түркийәгә, %46 ниң булғарийә-түркийә чеграсиға еқитилғанлиқи билдүрүлди.

русийә газини түркийәгә вә түркийә арқилиқ йавропаға йәткүзидиған түрк еқими туруба йолини хизмәткә кириштүрүш мурасими 2020-йили 8-йанвар җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң қатнишиши астида истанбулда өткүзүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر