түркийә қирғизистанға давамлиқ йардәм бәрмәктә

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси қирғизистанға давамлиқ йардәм бәрмәктә.

1273773
түркийә қирғизистанға давамлиқ йардәм бәрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң йардими сайисида қирғизистанниң талас районидики бақай – ата наһийәси мәдәнийәт мәркизи ремонт қилинғандин кейин, қирғизистан парламент башлиқи дастанбек җумабеков, түркийәниң бишкәк баш әлчиси җәнгиз камил фират, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң бишкәктики иш беҗириш орниниң мәсули әли муслу тәрипидин ишқа кириштүрүлди.

җумабеков, наһийә аһалисиниң қатнишиши билән бақай – ата наһийәси мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә, қериндаш вә дост дөләт түркийәниң йардими сайисида мәдәнийәт мәркизиниң йеңиланғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийә һөкүмити вә хәлқигә көптин- көп рәһмәт ейтти. талас шәһиридин 100 километир йирақлиқтики қара бура наһийәсидики түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң балилар йәслиси қурулушиму җумабеков тәрипидин ишқа кириштүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر