әнглийә һиндистанлиқ чоң карханичини қайтуруп беридиған болди

әнглийә һиндистанда өткүзгән иқтисадий җинайәтләр түпәйлидин қайтуруп берилиши тәләп қилинған карханичи виҗәй малйани һиндистанға қайтуруп беридиған болди.

1138964
әнглийә һиндистанлиқ чоң карханичини қайтуруп беридиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ички ишлар миистири саҗид җавид, һиндистанда иқтисадий байанларда йалғанчилиқ қилиш, кәспий алдамчилиқ қилиш вә қара пул ақлаш қатарлиқ җинайәтләр сәвәбидин йоқ йеридә сот қилинған виҗәй малйани һиндистанға қайтуруп беришни өз ичигә алған қарарнамини тәстиқлиди.

һиндистанлиқ карханичиниң қарарнамиға етираз билдүрүши үчүн 14 күнлүк муһләт берилди.

виҗәй малйа 2017йили 18априлда лондон сақчилири тәрипидин һиндистан һөкүмитигә вакалитән назарәткә елинған болуп, һиндистан сот мәһкимиси капаләт билән қойуп берилгән карханичини қайтуруп беришни тәләп қилған иди.

виҗәй малйани қайтуруп беришкә алақидар дело пайтәхт лондонда вестминстер мурәссәләштүрүш һәқ - һоқуқ сот мәһкимисидә давамлашмақта иди.

һиндистан сода санаәт саһәсиниң алдинқи қатардики карханичилиридин бирси һесаблинидиған виҗәй малйа, испиртлиқ ичимлик, бинакарлиқ, ул әслиһә қурулуши, йәр мүлүк содиси вә йиза игилики қатарилиқ саһәләрдә паалйәт қилидиған һиндистандики әң чоң һәссидарлиқ ширкәтлиридин бирсиниң тәхт вариси иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر