түркийәниң експорт сода нисбити декабирда йуқири өрлиди

түркийәниң експорт сода нисбити 2018 – йили декабир ейида йуқири өрләшни давамлаштурди.

1136371
түркийәниң експорт сода нисбити декабирда йуқири өрлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси билән сода министирлиқиниң һәмкарлиқида рәтләп чиқилған 2018йилиға алақидар вақитлиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлири елан қилинди.

түркийәниң 2018-йиллиқ експорт сода нисбити 2017- йилниң декабир ейиға селиштурулғанда, %0.5 ешип, 13 милйард 879 милйон долларға өрлиди.

импорт сода нисбити %28.3 төвәнләп, 16 милйард 553 милйон доллар болди. 

декабир ейида ташқи сода қизил рәқимиму төвәнлиди. қизил рәқәм %71.1 төвәнләп, 2 милйард 674 милйон долларға чүшти.

експорт содисиниң импорт содиси билән баравәрлик нисбити %83.8 гә өрлиди.

түркийәниң йавропа иттипақиға қиливатқан експорт нисбити декабир ейида йуқири өрлиди.

әң көп мал експорт қилинған дөләт германийә болди. 

германийәгә декабир ейида 1 милйард 205 милйон долларлиқ мәһсулат сетилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر