трамп түркийә - америка иқтисадий мунасивәтлири тоғрисида тохталди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән өткүзгән телефон сөһбити тоғрисида тохталди.

1125858
трамп түркийә - америка иқтисадий мунасивәтлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән өткүзгән телефон сөһбити тоғрисида тохтилип, «америка қошма иштатлири билән түркийә арисидики иқтисадий өзгиришләр тоғрисида сөзләштуқ؛ бу йәрдә һәқиқәтәнму кеңийиш үчүн кәң имканийәт бар» деди.

америка пирезиденти доналд трамп, җумһур рәис әрдоған билән түнүгүн телефонда өткүзгән сөһбити тоғрисида иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «даеш қалдуқлириға қарши йеқинқи икки һәптидин буйанқи үнүмлүк елип барған күрәшлиримиз вә 20 мил (32 километир) лиқ бихәтәр районни өз ичигә алған барлиқ мәсилиләргә даир позитсийәмизни йәткүзүш мәқситидә җумһур рәис әрдоған билән сөзләштим. йәнә, америка қошма иштатлири билән түркийә арисидики иқтисадий өзгиришләр тоғрисидиму сөзләштуқ؛ бу йәрдә һәқиқәтәнму кеңийиш үчүн кәң имканийәт бар» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر