фирансийә ираққа қәрз беридиған болди

ирақ парламент башлиқи муһәммәд һалбуси фирансийәниң ираққа террорлуқ тәшкилати даештин қутқузулған районларниң қайтидин қурулуши үчүн 430 милйон йавро қәрз аҗратқанлиқини ейтти.

1125988
фирансийә ираққа қәрз беридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ парламент башлиқи муһәммәд һалбусиниң ишханисидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, муһәммәд һалбуси бағдадни зийарәт қиливатқан фирансийә ташқи ишлар министири лө дрийан билән парламентта көрүшкән. болуп, у мусапирлар мәсилисидә фирансийәниң ирақни қоллиғанлиқини вә ирақта террорлуқ тәшкилати даештин қутқузулған районларниң қайтидин қурулуши үчүн 430 милйон йавро қәрз аҗратқанлиқини әскәрткән.

у мусул универстетини қайтидин ечиш вә ремонт ишлириғиму фирансийәниң йардәм қилғанлиқини, ирақниң фирансийәниң шәһәр түзәш тәҗрибилиридин пайдилинишни халайдиғанлиқини, мәбләғ селишниң дәрвазисини ечиш арқилиқ икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтишни арзу қилидиғанлиқлирини қәйт қилған.

фирансийә ташқи ишлар министири ираққа, болупму хәвпсизлик вә қайтидин қурулуш қатарлиқ муһим саһәләрдә йардәм қилишни халайдиғанлиқлирини билдүргән.

у бағдадтики рәсмий зийарити даирисидә, дәсләптә ирақ баш министири адил абдулмәһди билән көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر