фирансийәдә йүз бәргән намайишлариқтисадий ешиш рәқәмлиригә қандақ тәсир көрситиду

фирансийә иқтисад министири бруно ле маире, сериқ чапанлиқлар намайишлириниң дөләт иқтисадиниң 2018 – йилиниң үчинчи чарәклик ешиш нисбитигә %0.1 сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди.

1104404
фирансийәдә йүз бәргән намайишлариқтисадий ешиш рәқәмлиригә қандақ тәсир көрситиду

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә иқтисад министири бруно ле маире, ETL радийосиға байанат берип, 17 – нойабирда башланған намайишларниң фирансийә иқтисадиниң мушу йилниң үчинчи чарәклик ешиш нисбитигә %0.1 лик сәлбий тәсир көрситишини күтүватқанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда, шәнбә күнидики намайишлар йүзисидин сода мәркәзлиригә баридиған херидарлар саниниң %17 төвәнләп кәткәнлики қәйт қилинди.

фирансийә ички ишлар министирлиқи елан қилған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, «сериқ чапанлиқлар»ниң шәнбә күнидики намайишлириға 136 миң адәм иштирак қилған. йүз бәргән вәқәләр әснасида 2 миңдин артуқ адәм сақчи понкитлириға елип берилған, 1700 дин артуқ адәм назарәт астиға елинған.

фирансийәдә йеқилғу баһалириниң өстүрүлүши вә иқтисадий шараитниң начарлишишиға наразилиқ билдүрүш мәқситидә 17 – нойабирда башлинип, арқидин макрон һөкүмитигә болған ғәзәбкә айлинип кәткән «сериқ чапанлиқлар» намайишлири, йеқинқи йилларниң әң шиддәтлик наразилиқ һәрикәтлириниң биригә айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر