әрәб райониниң тәрәққийат нишаниға йетиши үчүн нурғун мәбләғгә еһтийаҗи бар

әрәб райониниң сиҗил тәрәққийат нишаниға йетиши үчүн һәр йили 230 милйард долларлиқ мәбләғгә еһтийаҗи бар.

1084708
әрәб райониниң тәрәққийат нишаниға йетиши үчүн нурғун мәбләғгә еһтийаҗи бар

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи ливандики районлуқ аммиви тәшкилати болған әрәб муһит асраш вә тәрәққийат фонди тәрипидин, ливанниң пайтәхти бейрутта өткүзүлгән конферансқа сунулған доклатта, әрәб райониниң сиҗил тәрәққийат нишаниға йетиши үчүн һәр йили 230 милйард долларға еһтийаҗи барлиқи, районда 2011 йилдин буйан йүз бериватқан урушлар вә тоқунушлар сәвәбидин келип чиққан иқтисадий зийанниң 900 милйард долларға йәткәнлики әскәртилди.

район дөләтлиридики чириклик қилмишлириниңму һәр йили 100 милйард долларлиқ иқтисадий зийанни кәлтүрүп чиқириватлиқи қәйт қилинған доклатта, әрәб районида дөләтлик вә хусусий йардәм мәнбәлириниң азийип кәткәнлики тәкитләнди.

йәнә бир тәрәптин, конферанста ливанниң сабиқ баш министири фуад синйора, әрәб дунйасида системилиқ вәйранчилиқниң барлиқини әскәртти, шуңа, бу вәйранчилиқларға хатимә берилип,  әрәб дунйасиниң енергийә, тәбиий вә иқтисадий байлиқлиридин пайдиланғили болидиған  басқучни ишқа кириштүрүшниң зөрүрлүки тоғрулуқ чақириқта болди.

игилинишичә, һечқандақ мәнпәәтни чиқиш нуқта қилмайдиған аммиви тәшкилат болған әрәб муһит асраш вә тәрәққийат фонди, әрәб дунйасида муһит асраш сийасәтлириниң йолға қойулуши вә буниңға мунасивәтлик пирограммиларниң ишқа кирштүрүлүши мәқситидә аммиви тәшкилатлар вә сода - санаәтчиләр билән мутәхәссисләр вә академикларни бир йәргә җәм қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر