йәрлик пулларни ишлитип сода қилишниң әһмийити тоғрисида

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «йәрлик пулларни ишлитип сода қилиш тоғрисида» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

1075549
йәрлик пулларни ишлитип сода қилишниң әһмийити тоғрисида

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «йәрлик пулларни ишлитип сода қилиш» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

дунйа иқтисадиниң қан томури болған пул, сода қилиш йәни мал – мүлүкниң өзара алмишишини капаләткә игә қилишта ишлитилидиған наһайити муһим бир васитидур. бу васитиниң хәлқара пул бирликигә айлиниши билән пүткүл йәрлик пул бирликлири алдида ләңгәрлик ролини ойниған бир механизм оттуриға чиқти. башқичә қилип ейтқанда, һәр бир пул бирлики долларға мәркәзләшти вә хәлқара содида доллар запас пул сүпитидә ишлитилишкә башланди. бу әһвал дөләтләрниң содисида мәһсулатларниң баһаси өзара тәләп вә тәқдимгә қарап шәкиллинидиған вә долларниң дунйа иқтисадида һасил қилған йаки йоқитип қойған қиммитигә асасән тәсиргә учрайдиған бир қурулмини оттуриға чиқарди. нөвәттә дунйа содисиниң %40 гә йеқини доллар билән қилиниватқан болса, %30 дин көпрәки йавро билән қилинмақта. дунйа содисиниң оттуричә %70 тин көпрәкигә хитаб қиливатқан бу икки пул бирлики, дунйа иқтисадида салмиқи еғир бир қурулминиң барлиқини намайан қилип бериду. лекин, шуни онутмаслиқ керәкки, дунйа содиси көп тәрәплимилик бир қурулмиға игә болуп, бирдин көп ортақни бир йәргә җәм қилған милйонларчә мунасивәт торини шәкилләндүриду. гәрчә запас пул бирликиниң дунйа содисидики төләш системиси, риқабәт дегәндәк саһәләрдә йаратқан қолайлиқ хәлқара ширкәтләргә нисбәтән иҗабий шараит йаратсиму, күнсери зорийиватқан сода һәҗими вә бу содидики бәзи чоң пай игилири салмиқи еғир бу қурулминиң йәрлик пуллар арқилиқ бир аз шалаңлаштурулуши мәсилисидә һәмпикир.

йәрлик пуллар содисиниң өтмүшигә қарайдиған болсақ, хусусән 2008 – йилидики хәлқара пул – муамилә киризисидин кейин ишлитилиши вә әһмийитиниң омумлашқанлиқини көримиз. киризистин кейинки җәрйанда доллар бихәтәр порт болуштин бәкрәк хәвп вә мәсилиләрни йаратти.

бу даиридә, тәрәққий қиливатқан дөләтләрму чарә – тәдбирлирини йолға қойуп, йәрлик пул содисини алдинқи пиланға чиқириш вә йәрлик пул содисини актиплаштуруш йолида муһим қәдәмләрни ташлиди. мәсилән, 2009 – йили түркийәниң түрк лираси түридики експортиниң омумий експорттики нисбити %2 әтрапида болған болса, 2017 – йилиға кәлгәндә бу нисбәт %8 тин һалқиди. буниңдин башқа, түрк лираси түридики импортниң омумий импорттики нисбитигә қарайдиған болсақ, бу нисбәт 2008 – йили %1.6 әтрапида болған болса, 2017 – йилиға кәлгәндә, %7.5 гә йәтти. бу ешишта түрк лираси билән сода қилишқа риғбәтләндүрүш вә түрк лирасини ишлитишни омумлаштуруш йолида ташланған қәдәмләр – шүбһисизки – наһайити муһим рол ойниди.

йәрлик пул бирлики билән сода қилиш доллар записи тутуш зөрүрийитини азайтқанлиқи үчүн, дунйа иқтисадида доллар мәркәзчиликиниң алдини елишқа һәссә қошидиған бир тәңдаш йолдур. бу әһвалниң запас пул болған долларниң иқтисадимиздики тәсирини бир миқдар болсиму азайтиш майиллиқини пәйда қилиши, хусусән хәлқара сәрмайә еқимлириниң йөнилиши азийишқа йүз тутқан тәрәққий қиливатқан дөләт иқтисадлири нуқтисидин наһайити муһим бир мәсилә һесаблиниду.

нөвәттә йәрлик пулларниң содида техиму кәң истемал қилиниши, униң тәсир саһәсиниму параллел һалда кеңәйтидиғанлиқи үчүн, запас пул болған долларниң һөкүмран күчи чоқум мәлум нисбәттә аҗизлайду.

демәк, бу йолда ташлинидиған һәр бир қәдәм йәрлик пул билән сода қилишниң дунйа содисидики пейини техиму кеңәйтиду вә бу нисбәт йүксәлгән болиду.

мәйли қизил рәқәмни төвәнлитиштә ташқи перевотқа болған беқиндилиқни азайтиш болсун, мәйли қәрзни төләштә болсун, ташқи перевот издәшниң орниға йәрлик пулниң бир тәңдаш васитә сүпитидә ишлитилидиған болуши, йәрлик пул содисиниң кеңәйтилиши үчүн наһайити муһим сәвәб һесаблиниду.

бу нуқтидин қариғанда, алдимиздики мусапидә йәрлик пулларни ишлитип сода қилишни күчәйтиш үчүн бир йол хәритиси сизип чиқишқа шәртсиз еһтийаҗ бар. ташқи содимизда гәвдилик пайға игә болған йавропа иттипақи дөләтлири вә йеқинқи мәзгилләрдә йәрлик пул билән сода қилиш йолида конкрет қәдәмләрни ташлиған русийә, хитай, иранға охшаш дөләтләр билән ишлиниватқан кәң даирилик шундақла әтраплиқ хизмәтләр узун келәчәктә иҗабий нәтиҗиләрни елип келидиған һәмкарлиқларни оттуриға чиқириду.

бу йолда ташлинидиған һәр бир конкрет қәдәм, дунйа малийә системиси вә содиси нуқтисидин наһайити муһим әһмийәткә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر