русийә: долларға қарши йеңи хәлқаралиқ пул бирлики оттуриға чиқиду

русийә долларға қарши йеңи бир хәлқаралиқ пул бирлики оттуриға чиққан һаман долларниң әһмийитини йоқитидиғанлиқини илгири сүрди.

1033335
русийә: долларға қарши йеңи хәлқаралиқ пул бирлики оттуриға чиқиду

 

түркийә авази радийоси хәвири: русийә парламентиниң төвән қанити «Duma» ниң малийә базарлири комитети башлиқи анатоли аксаков америка доллириниң бесим вастиси сүпитидә ишлитилишиниң йеңи хәлқаралиқ пул бирлики шәкиллинишигә йол ечиватқанлиқини ейтти.  

анатоли аксаков «долларға қарши йеңи бир хәлқаралиқ пул бирлики оттуриға чиққан һаман доллар әһмийитини йоқитиду. шуниң билән америкиниң донйадики тәсириму йоқилиду» деди.

аксаков бәш дөләт бирлики «BRICS» ниң қурғучи әзалири болған беразилийә, русийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқа өзара пул муамилидә йеңи бир пул бирликини шәкилләндүрүш мумкинликини музикирә қилғанлиқлирини қәйт қилди.

аксаков бәш дөләт бирлики «BRICS» гә әза дөләтләрниң дунйа нопусиниң тәң йеримини вә дунйа санаәтиниң %30 ни тәшкил қилидиғанлиқини тәкитләп, «йеңи хәлқаралиқ пул бирликини оттуриға чиқириш басқучи 5 йил ичидә тамамлиниши мумкин. буму америкиға бағлиқ. америка долларниң ишлитилишигә қарита қанчә бесим ишләтсә, башқа дөләтләрму өзара пул муамилидә долларниң ишлтилишигә шунчә қарши чиқишқа башлайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر