әрдоған доллар һәққидә чақириқ елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә хәлқини доллар сетишқа чақириқ қилди.

1030009
әрдоған доллар һәққидә чақириқ елан қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған байбуртта қилған сөзидә, чәт әл перевоти баһасидики чайқилишлар үстидә тохталди. 

у мундақ деди:

«доллар моллар бизниң йолимизни тосуп қалалмайду. һәргиз әндишиләнмәңлар. йастуқ астида сақлаватқан доллири, йавроси вә алтуни бар кишиләр дәрһал банкилиримизға берип, уни лираға алмаштуруңлар. бу бир йәрлик вә миллий күрәштур. бу дөлитимизгә қарши иқтисади уруш елан қилғанларға миллитимниң қайтурған җаваби болиду. бәзи дөләтләр түркийәгә мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрдә һәрби сийасий өзгириш қозғуғучиларни қоғдаш, террорчиларни бағриға бесиш, һәқ - һоқуқ вә қанун тонимаслиқ позитсийәсидә болушмақта. иқтисадимизда йеқинқи күнләрдин буйан көрүлгән сәлибийликләрму бу азғунлуқниң пәрқлиқ шәклидур»

әрдоған йәнә мундақ деди:

«барлиқ сәлибийликләргә қарши тәййарлиқимиз бар. чәт әл перевотиға, өсүмләргә вә тәһдитләргә қарап, хошал болуп кетиватқанлар бекар зоқлинип кетишмисун. түркийәмизниң нә мекро иқтисад истатистекисида, нә ишләпчиқириш күчидә, нәр хизмәткә орунлаштуруш нисбитидә, нә банкичилиқ системисида қилчә мәсилә йоқ туруғлуқ, суний малийә муқимсизлиқиға дуч кәлмәктимиз. толиму адди бир түркүм пикир охшимаслиқилири үстигә шәкилләндүрүлгән һуҗумларниң сәвәбиниң техиму башқа икәнлики оттурида турупту. бу хил позитсийәләрдә болған дөләтләр билән оттуримиздики мунасивәтләр, орнини толдурувилиш мумкин болмайдиған дәриҗидә зийанлиқ нуқтиға келип қалди. шуниңға ишиниңларки, кичик һесабларни дәп түркийәни қолдин берип қойушқиму писәнт қилмайдиғанлар әтә чоқум қаттиқ пушайманда қалиду»

әрдоған һечқандақ дөләткә қарши хусусий адавити йоқлуқини тәкитләп, «барлиқ дөләтләр билән мәнпәәтләримиз маслашқан нуқтиларда һәмкарлиқ орнитимиз. мәнпәәтлиримиз айрилған нуқтилардиму мәсилилиримизни музакирә йоли билән һәл қилишқа тиришимиз. бирақ мәсилә түркийәни булуңға қистап, мустәқиллиқ һоқуқимизға дәхли йәткүзидиған бир қисим мурәссәлишишләргә зорлашқа кәлгәндә болса, иш пүтүнләй өзгириду. әйибкә буйримисунлар, бундақ чағда биз һеч кишигә <хош ғоҗика> дейәлмәймиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ахирида йәнә, «танка, айропилан, топ вә оқтин қорқмиған бу милләт бу хил тәһдитләрдин қорқуп қаларму?! бундақ хийалда болғанлар бу милләтни техи тонимиғанлардур. ирандин русийәгичә вә хитайдин йавропадики бәзи дөләтләргичә башқичә таллашларни йаритиш җәһәттә муһим мусапиләрни бесип болған әһвалдимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر