америка русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзүшкә тәййарланмақта

америка қошма иштатлирида җумһурийәтчиләр вә демократлардин тәшкил тапқан палата әзалири дөләт мәҗлисигә русийәгә қарши йеңи вә еғир ембарголарни йүргүзүш мәзмун қилинған қанун тәклипи сунди.

1025474
америка русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзүшкә тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: « Fortune » ниң хәвәр қилишичә, линдсей граһам, боб менендез, кори гарднер, бен кардин, җон маккайн вә җеанне шаһен тәрипидин америка дөләт мәҗлисигә сунулған қанун тәклипи, «америка сайламлириға давамлиқ мудахилә қилиши, сүрийәдики киризисни мурәккәпләштүрүветиши, қиримға һуҗум қилиши вә башқа паалийәтлири» сәвәблик русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзүшни нишан қилидикән.

мәвҗут ембарголарниң русийәниң америка қошма иштатлирида 2018 – йили өткүзүлгән сайламларға мудахилә қилиши мәсилисини айдиңлаштурушта муһим рол ойнийалмиғанлиқини илгири сүргән җумһурийәтчи палата әзаси граһам, «америкиниң бихәтәрликини киремил сарийиниң һуҗумиға қарши қоғдаш қануни» намлиқ қанун тәклипини «җәһәннәмдин кәлгән җаза» дәп атиди.

мәлуматларға қариғанда, мәзкур қанун тәклипи русийә пирезиденти виладимир путин билән четишлиқи бар «сийасийонлар, олигархлар вә бәзи аилиләр» гә ембарго йүргүзүшни мәзмун қилидикән.

демократлар партийәси палата әзаси менендезму бу һәқтә тохталғанда, мундақ деди: «виладимир путин дөлитимизгә вә иттипақдашлиримизға нисбәтән наһайити чоң тәһдит шәкилләндүрмәктә. дөләт мәҗлиси бултур бирқатар тәдбирләрни елиш нишан қилинған  қарарнамини қобул қилған болсиму, толиму әпсуски, һөкүмәт бу қарарнамигә толуқ риайә қилмиди. бу  қетимқи қанун тәклипи болса киремил сарийиға техиму еғир иқтисадий җазаларни йүргүзүш вә үнүмлүк тәдбирләрни қоллинишни нишан қилиду.»

йеңи қанун тәклипиниң, фәйсбокниң, америка қошма иштатлирида өткүнчи басқучлуқ сайламлар һарписида йалған хәвәр тарқатған бәзи кишиләрни ениқлап чиқилип, уларниң сәһипилирини тақиғанлиқиға алақидар хәвәрләрниң оттуриға чиқишидин кейин дөләт мәҗлисигә сунулуши диққәт қозғиди.

игилинишичә, йеңи қанун тәклипи күчкә игә қилиништин бурун, палата, дөләт мәҗлиси вә америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң тәстиқлишидин өтүши керәк икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر