министир бәрат албайрак хитай малийә министири билән көрүшти

бу йилқи г-20 дөләт гуруһи йиғинида министир бәрак албайрак хитай малийә минисири болуп нурғун дөләтниң малийә министири билән көрүшти.

1016827
министир бәрат албайрак хитай малийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бу йилқи  г-20 дөләт гуруһи йиғини аргентинаниң пайтәхти буенус айресда чақирилди.

малийә министирлири вә мәркәз банкиси башлиқлири иштирак қилған йиғинға,  түркийәгә вакалитән хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрактин сирт мәркәз банкиси башлиқи мурат чәтинкайаму қатнашти.

бу қетимқи йиғин америка қозғиған сода урушиниң көләңгисидә өтиду.

йиғинда қойуқ учришишларни елип барған албайрак америклиқ мәнсәбдеши стевен минучин биләнму көрүшти.

г-20дөләт гуруһиға әза дөләтләр дунйа иқтисадиниң %85ни, дунйа нопусиниң үчтә иккисини вә хәлқара содиниң төттә үчини тәшкил қилиду.

дунйа бойичә иқтисадий күчлүк 20 дөләтниң малийә ишлири министирлири вә мәркәз банкиси башлиқлири  пайтәхт буенус айресда дунйа иқтисадий үстидә музакирә өткүзмәктә.

бу музакириләр америка билән хитай, йавропа иттипақи, канада вә мексика арисида партилған сода урушиниң көләңгисидә өткүзүлмәктә.

бу қетимқи йиғинда ортақ хитабнамә елан қилиниши мөлчәрләнмәктә.

хәзинә вә малийә ишлири министири албайракниң тунҗи күни алдираш өтти.

албайрак һиндонезийә малийә министири сири мулйани индравати, германийә малийә министири олаф  солз, фирансийә иқтисадий вә малийә ишлири министири бируно ломер, хитай малийә министири лийу кун, биразилийә малийә министири едуардо гуардийа, җәнубий корейә истиратегийә вә малийә ишлири министири доң йон ким, йавропа иттипақи комитети иқтисад вә малийә ишлириға мәсул әзаси пийер московиси вә америка хәзинә ишлири министири стевен минучин билән айрим көрүшти.

министир бәрат албайрак г-20дөләт гуруһи хатирә сүритигә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر