өзбекистан йадро електир истансиси қуруп чиқишниң дәсләпки қәдимини ташлиди

русийә мәмликәтлик йадро електир оргини – росатом тәрипидин селинидиған өзбекистанниң тунҗи йадро електир истансисиниң 2028 – йилиғичә хизмәткә кириштүрүлидиғанлиқи билдүрүлди.

1010237
өзбекистан йадро електир истансиси қуруп чиқишниң дәсләпки қәдимини ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимиси мәтбуат ишлири ишханиси бу һәқтә байанат берип, росатом билән һәмкарлашқан һалда қуруп чиқилидиған тунҗи йадро електир истансисиниң 2028 – йилиғичә хизмәткә кириштүрүлидиғанлиқини билдүрди. байанатта «русийәниң росатом мәмликәтлик ширкити билән йадро истансисиниң селиниши тоғрисида бирдәклик һасил қилинди. икки қисимдин тәшкил тапидиған истансиниң һәр бир бөлүки 1200 мегават електир ишләпчиқириш күчигә игә болиду. дунйадики әң бихәтәр вә заманиви бөләкләрдин тәшкил тапидиған йадро истансисиниң 2028 – йилиғичә хизмәткә кириштүрүлүши пиланланмақта» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر