сода уруши рәсмий башлиди

америка һөкүмити хитай мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисини бүгүн рәсмий йолға қойушқа башлиди.

1006689
сода уруши рәсмий башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һөкүмити хитайдин импорт қилиниватқан 34 милйард доллар қиммитидики 800дин артуқ мәһсулаттин %25 қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисини бүгүндин етибарән рәсмий йолға қойушқа башлиди.

америка пирезиденти доналд трамп хитай һөкүмитини «технологийә оғрилаш вә адаләтсиз сода сийасити йолға қойуш»билән әйибләп,  хитайдин америкиға импорт қилинидиған технологийәлик мәһсулатлардин 50милйард доллар қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимиси йолға қойушни қарар қилғаниди, бүгүн бу бәлгилиминиң дәсләпки басқучлуқ қисми вашингитон вақти саәт 00:01 дә рәсмий иҗра қилинишқа башлиди.

хитайниң мудапиә, авиатсийә вә ишләпчиқириш санаитигә қаритилған %25лик қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимиси йадро риакторлири, газ турбинлири, һава вә газ қойуқландуридиған машинилар, дохопкилар вә сода кир йуйуш машинилири болуп җәмий 34 милйард доллар қиммитидики 818 хил мәһсулатни өз ичигә алиду.

ақсарай 16 милйард доллар қиммитидики 300гә йеқин мәһсулатни өз ичигә алидиған қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисиниң иккинчи қисмини бу айниң үчинчи һәптиси йол қойушни пиланлиғанлиқини уқтурди.

бейҗиң һөкүмитиниңму вашингитон йолға қойушқа башлиған қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисигә қарши бүгүндин башлап америка мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимиси йолға қойуши күтүлмәктә.

хитай сода министирлиқи байанатчиси гав фең, америка һөкүмитиниң хитай мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисини йолға қойуши тоғрисида тохтилип: хитай һөкүмити тунҗи оқни чиқиридиған тәрәп болмайду, бирақ америка қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисини йолға қойған тәқдирдә, хитайму дөләт вә хәлқ мәнпәәтини қоғдаш үчүн һәрикәткә өтүшкә мәҗбурдур, дегән мәзмунда байанат бәрди.

америка билән хитай арисида сода урушиниң муқәддимиси сүпитидә көрүлгән бу өзгиришләр, трамп һөкүмитиниң бу йил мартта чәт әлдин импорт қилинидиған полат-төмүр вә алийуминлардин қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисини йолға қойидиғанлиқини җакарлиши билән башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر