әрәб бирләшмә хәлипилики иранлиқ бәзи шәхс вә ширкәтләрниң мал - мүлкини тоңлатти

әрәб бирләшмә хәлипилики террорлуқ тизимликигә киргүзгән иранлиқ шәхс вә ширкәтләрниң мал – мүлкини мусадирә қилишни башлиди.

1005274
әрәб бирләшмә хәлипилики иранлиқ бәзи шәхс вә ширкәтләрниң мал - мүлкини тоңлатти

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб бирләшмә хәлипилики муқимсиз мүлүкләрни башқуруш идариси тәрипидин елан қилинған байанатта, террорлуқ билән мунасивити барлиқи ениқланған иранлиқ 9 шәхс вә ширкәт һесаблириниң тоңлитилиши үчүн мунасивәтлик хизмәтләрниң башланғанлиқи җакарланди.

әрәб бирләшмә хәлипилики муқимсиз мүлүкләрни башқуруш идарисиниң байанатида, мәзкур шәхс вә ширкәтләргә алақидар тәпсилий мәлумат берилмиди.

тизимликтә исми болмиған иранлиқ һәр қандақ шәхс йаки ширкәтләргә тәвә малмүлүкләрниң тоңлитилмайдиғанлиқи һәққидә алаһидә агаһландуруш елан қилинди.

мәзкур шәхс вә ширкәтләрниң районниң муқимлиқини бузидиған паалийәтләргә иқтисадий йардәм қилиши үчүн иран инқилабий муһапизәтчилиригә қарашлиқ қуддус қисимлириға милйонларчә доллар йоллиғанлиқи қәйт қилинди.

америка пирезиденти доналд трампниң май ейида иран билән түзүлгән йадро келишимидин ваз кечишидин кейин, америка малийә министирлиқи «иран инқилабий муһапизәтчилиригә қарашлиқ қуддус қисимлири билән четишлиқи бар» дегәнни илгири сүрүп 6 шәхс вә 3 ширкәткә қарши ембарго қарари алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر