тайландта хан җәмәтиниң хәзиниси йеңи падишаһқа өткүзүп берилди

җәнубий асийа дөлити тайландта 2016 – йили вапат болған сабиқ падишаһ бһумибол адулйаҗедкә аит мал – дунйалар йеңи падишаһ маһа ваҗиралоңкорнға өткүзүп берилди.

993717
тайландта хан җәмәтиниң хәзиниси йеңи падишаһқа өткүзүп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: тайланд хан җәмәти хәзинә ишлири бийорусиниң билдүрүшичә, хан җәмәти хәзинисидә сақлиниватқан сабиқ  падишаһ бһумибол адулйаҗедкә аит мал – дунйалар йеңи падишаһ маһа ваҗиралоңкорнға өткүзүп берилгән болуп, бу мал – мүлүкләр буниңдин кейин хан җәмәтигә аит хәзинә сүпитидә бийору тәрипидин башқурулидикән.

падишаһ маһа ваҗиралоңкорн дадисиниң 2016 – йили вапатидин кейин тәхткә чиққаниди.

«‹форбес› журнили», сабиқ падишаһ бһумибол адулйаҗед һайат вақтида елан қилған «дунйа бойичә әң чоң байлар» тизимликидә, сабиқ падишаһниң  мал – мүлүклириниң хан җәмәти хәзинисидики мал – мүлүклири билән бирликтә 30 милйард долларшға йетидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر