замир иқбал: түркийә исламий малийә мәркизи болалайду

исламий тәрәққийат банкиси муавин башлиқи замир иқбал, түркийәниң исламий малийә җәһәттә көрсәткән нурғун илгириләшлири барлиқини вә бу арқилиқ техиму муһим нуқтиларға кәлгәнликини билдүрди.

972420
замир иқбал: түркийә исламий малийә мәркизи болалайду

түркийә авази радийоси хәвири: исламий тәрәққийат банкиси муавин башлиқи замир иқбал, түркийәниң исламий малийә җәһәттә көрсәткән нурғун илгириләшлири барлиқини вә бу арқилиқ техиму муһим нуқтиларға кәлгәнликини билдүрүп, «түркийә исламий малийәниң мәркизигә айлиналайдиған күчкә игә» деди.

замир иқбал русийә федератсийәсигә қарашлиқ татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазанда қәрздар болуш асасидики әнәнивий малийә системисиниң нурғун мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириватқанлиқини тилға елип, «хәвпни ортақлишиш вә мәвҗүт мүлүкни асас қилған ислам малийәси бу саһәдә муқим вә давалғушларға техиму чедамчан икәнликини испатлайдиған нурун хизмәтләрни оттуриға чиқарди» деди. 

замир иқбал түркийәниң исламий малийә җәһәттики көргәсткән хзмәтлиригә интайин иҗабий баһа бәрди. «түркийә дунйа банкисиға бу җәһәттә йардәм қилмақта. истанбул пайчек базириму, дунйа банкисиниң йәршари харакетрлик исламий малийәни тәрәққи қилдуруш мәркизини ачти. истанбулниң исламий малийәниң мәркизигә айлиналиши үчүн зор тиришчанлиқларни көрсәтмәктә» деди.

замир иқбал илгири дунйа банкисиниң йәр шари харакетирлик ислам малийәсини тәрәққий қилдуруш мәркизиниң дириктори болған болуп, у һәр қандақ бир җайниң исламий малийә мәркизигә айлиниш үчүн җанлиқ бир малийә базириға еһтийаҗ барлиқини тәкитләп мундақ деди:

«түркийә исламий малийә саһәсидә көрсәткән нурғун илгириләшлири арқилиқ бу сәһәдә интайин муһим бир нуқтиға йетип кәлди. түркийәниң банкичилиқ саһәсиниң күчлүк икәнлики вә бир қанчилиған йәр шари характерлик базарларда өзини испатлиши, җуғрапийәсиниң йавропаға йеқин болуши вә дөләт йаридими билән исламий малийә мәркизигә айлиналайдиған йошурун күчигә игә. түркийә һөкүмити йеқиндин буйан йүз бәргән ташқи пируветтики чайқилишларға қаримастин, исламий малийә сәһәсидә ташлиған қәдәмлири вә ташлаш алдида турған қәдәмлири билән күчлүк қоллап қуввәтлимәтктә»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر