түркийә тәрәққийат ишлириға йардәм бериштә рекорт йаратмақта

түркийә бултур дунйаниң һәрқайси җайлирида тәрәққийат ишлириға 8 милйард долларлиқ йардәм қилди.

954270
түркийә тәрәққийат ишлириға йардәм бериштә рекорт йаратмақта

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, түркийә бултур дунйаниң һәрқайси җайлирида тәрәққийат ишлириға 8.14 милйард доллар йардәм қилған.

2016 – йили 6.48 милйард доллар дәп мөлчәрләнгән бу рәқәм бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 25 ашқан. шуниң билән, түркийә дунйа бойичә 6 – рәткә тизилған.

мәлуматларға қариғанда, тәрәққий тапқан дөләтләрниң тәрәққийат ишлириға қилған йардәмлиридә киредитләр, түркийәниң йардәмлиридә болса инсанпәрвәрлик йардәмләр алдинқи орунда туридикән.

түркийәниң бултурқи 8.14 милйард доллар қиммитидики рәсмий тәрәққийат йардәмлириниң 7.2 милйард долларлиқ қисмини инсанпәрвәрлик йардәмләр, қалған қисмини болса башқа категорийәдики тәрәққийат йардәмлири тәшкил қилидикән.

һәрқайси дөләтләрниң инсанпәрвәрлик йардәмлиригә алақидар доклат, DEV-INIT  намлиқ тәшкилат  тәрипидин алдимиздики айларда елан қилинидикән.

игилинишичә, түркийәниң инсанпәрвәрлик йардәмләрдә иккинчи рәткә, инсанпәрвәрлик йардәмләниң миллий киримға селиштуруш нисбитидә болса биринчи рәткә тизилиши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر