трамп хитай мәһсулатлиридин қошумчә баҗ елиш вә ембарго йүргүзүш қарарнамисини имзалиди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп америкиниң технологийә вә тиҗарәт сирлирини оғрилиғанлиқи сәвәбидин хитай мәһсулатлиридин милйардларчә долларлиқ қошумчә баҗ елиш вә хитай ширкәтлиригә ембарго йүргүзүш қарарнамисини имзалиди.

935799
трамп хитай мәһсулатлиридин қошумчә баҗ елиш вә ембарго йүргүзүш қарарнамисини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп ақ сарайда өткүзүлгән мурасимда қарарнамини имзалиғандин кейин бәргән байанатида, буниң америкиниң пикрий һәқ – һоқуқлири вә технологийәлик сирлирини қоғдаш мәқситидә хитайға қарита елинған бирқатар иқтисад - сода тәдбирлириниң бир қисми икәнликини ейтти.

қарарнамини имзалаш һарписида қисқичә сөз қилған трамп, хитайни «дост» сүпитидә қобул қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хитай дөләт рәиси ши җинпиңға чоңқур һөрмитим бар, улар бизгә шималий корейә мәсилисидә наһайити көп йардәм бериватиду.»

шундақтиму америка қошма иштатлириниң сода җәһәттики бошлуқниң контирол қилғили болмайдиған дәриҗигә берип йәткәнлики сәвәбидин, хитайға қарши һәрикәткә өтүшкә мәҗбур болғанлиқлирини әскәрткән трамп, хитай мәһсулатлиридин елинидиған қошумчә баҗ вә хитай ширкәтлиригә қойулидиған ембарголарниң миқдариниң 60 милйард долларға йетидиғанлиқини қәйт қилди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң қарарнамини имзалаветип, «бу нурғунлиған қарарнамиләрниң дәсләпкиси» дегән сөзи, «америка кәлгүсидә хитайға қарши йеңи иқтисад - сода тәдбирлирини елиши мумкин» тәриқисидә анализ қилинди.

ақ сарай тәрипидин елан қилинған қарарнамигә асасланғанда, трамп хитайға мәһсулатлиридин қошумчә баҗ елиш вә хитай ширкәтлиригә ембарго йүргүзүшниң даирисини бәлгиләш вәзиписини америка хәзинә ишлири министирлиқи билән сода ишлири вакаләтханисиға бәргән.

буниңға асасланғанда,  сода ишлири вакаләтханиси бәлгиләп чиқидиған хитай мәһсулатлиридин % 25 қошумчә баҗ елинидикән. бу, дөләт мудапиәси санаити, авийатсийә, учур - алақә техмикиси вә ишләпчиқириш саһәлиригә алақидар мәһсулатларни өз ичигә алидикән. сода ишлири вакаләтханисиниң қайси мәһсулатлардин қошумчә баҗ елиниш вә қайси хитай ширкәтлиригә ембарго йүргүзүлүшкә алақидар тизимликни 15 күн ичидә җамаәтчилик билән ортақлишиши күтүлмәктә икән.

йәнә бир тәрәптин, америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқиниңму хитай ширкәтлиригә ембарго йүргүзүш тоғрулуқ 60 күн ичидә ақ сарайға доклат сунуши шәрт икән.

қарарнамә йәнә,  сода ишлири вакаләтханисиниң содиға алақидар бәзи мәсилиләрдә хитайниң  башқиларни чәткә қақидиған иҗраатлириға қарши дунйа сода тәшкилатиға илтимас сунушини өз ичигә алидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر