түркийәниң хитайға орман йаңиқи експорт қилиш нисбити ашмақта

түркийәниң орман йаңиқи екиспор содисиға нисбәтән йавропадин қалса, хитайму муһим бир базарға айланди.

916029
түркийәниң хитайға орман йаңиқи експорт қилиш нисбити ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хәлқара орман йаңиқи експорт тиҗаритиниң асаслиқ көп қисмини алқинида тутуп келиватқан бир дөләт.

түркийәниң орман йаңиқи екиспор содисиға нисбәтән йавропадин қалса, хитайму муһим бир базарға айланди.

түркийә хитайға 2007йили 712 тонна 928 кело орман йаңиқи екиспорт қилған иди.  2017йилида болса, бу нисбәт 7307 тонна 265 келоға өрлиди.

хитайға 2007йили 26 миң 749 тонна 91 кело орман йаңиқи експорт қилинип, дөләт иқтисадиға 216 милйон 258 миң 538 доллар ташқи пиривут йаритип бәрди.

қара деңиз орман йаңиқи вә мәһсулатлири екиспорчилар уйушмиси иҗраийә кеңиши башлиқи әдип севинч, хитай базириға алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини ейтти.

әдип севинч хитай базириниң кәлгүсидә түркийә үчүн техиму муһим бир базарға айлиниғанлиқиға ишинидиғанлиқини, санлиқ мәлуматларниңму бу қарашни күчләндүриватқанлиқини тилға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر