америка иранға техиму қаттиқ ембарго йүргүзүшкә тәййарланмақта

америка қошма иштатлири иранниң сүрийәдики нопузини йоқитиш мәқситидә теһранға «техиму қаттиқ ембарго» йүргүзүшкә тәййарланмақта.

886613
америка иранға техиму қаттиқ ембарго йүргүзүшкә тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: америка муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йеқин шәрқ мунасивәтлири муавин мәсули дәйвид саттарфелд бу һәқтики соалға җаваб бәргәндә, иранниң сүрийәдики нопузини йоқитиш вә дөләттики иран қоллаватқан күчләрни дөләттин чиқириш мәқситидә қаттиқ ембарго йүргүзүшни пиланлаватқанлиқлирини әскәртти һәмдә америка палатаси ташқи мунасивәтләр комитет әзалириниң америкиниң сүрийәдики иран күчлирини дөләттин қандақ чиқиридиғанлиқиға алақидар соаллириға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «бу бир қатар тәдбирләрниң бирликтә елиниши нәтиҗисидә ишқа ашурулиду. алди билән ташлинидиған тунҗи қәдәм, иранни америка вә иттипақдашлиримиз тәрипидин физикилиқ васитиләрдин мәһрум қалдуруш вә иранға иқтисадий җәһәттин қаттиқ ембарго йүргүзүштин ибарәт.»

у, вашингтоннң сүрийә мәсилисидә мушу айниң ахирлири русийәниң сочи шәһиридә чақирилидиған «сүрийә миллий дийалог йиғини» ға қарши бирләшкән дөләтләр тәшкилатида һәрикәткә өтидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз америка вә хәлқара җәмийәтниң барлиқ паалийәтлиригә қарита бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәвпсизлик кеңишиниң һәмдә 2254 – номурлуқ қарарниң қануний күчи даирисидә һәрикәт қилимиз. буниңдин , сочида русийәниң чарә басқучида вәзийәтни контрол қилиш вә өзиниң күнтәртипи биләнла чәклинишкә қарита паалийәтлиригә чәк қойуш мәқсәт қилиниду. дәрвәқә, русийә давамлаштуруватқан чарә басқучини қанунлаштуралмаймиз һәм ундақ қилиш нийитимизму йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر