түркийә иқтисадиниң 2017 – йили

«иқтисад көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «түркийә иқтисадиниң 2017 – йили» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.

881032
түркийә иқтисадиниң 2017 – йили

түркийә авази радийоси: дунйада вә түркийәдики иқтисадий саһәләрдә көрүнәрлик өзгиришләр йүз бәргән, дунйа иқтисадиға нисбәтән иҗабий өткән 2017 – йилида түркийә иқтисадиниң немиләрни баштин кәчүргәнликини әсләп өтүш пайдилиқ болса керәк.

алди билән, түркийә иқтисади хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити йүз бәргән 2016 – йилидин кейин, 2017 – йилиму хелила йуқири нисбәттә ешип, обданла әслигә кәлди. буни мәйли қолға кәлтүрүлгән иқтисадий ешишқа алақидар санлиқ мәлуматлардин болсун, мәйли әмгәк күчи базирида қолға кәлтүрүлгән ишқа, әмгәккә орунлаштуруш нисбитидә вәйаки експорт санлиқ мәлуматлиридин болсун, рошән шәкилдә көрүвалалаймиз. түркийә иқтисади нөвәттә 2017 – йилиниң үчинчи чарикидә қолға кәлтүрүлгән %11.1 лик ешиш нисбити билән 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләр вә иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза дөләтләр ичидә әң көп ешишни қолға кәлтүргән дөләт болди. дәсләпки 9 айда қолға кәлтүрүлгән оттуричә %7.4 лик ешиш болса, бу әһвалниң пәқәт мушу йилниң үчинчи чарики биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини, униң пүтүн йилға йейилған муһим бир утуқ икәнликини көрситип бәрди.

2018 – 2020 – йиллиқ оттура мәзгиллик пиланда, түркийәниң 2017 – йиллиқ иқтисадий ешиш мөлчәри %5.5 дәп көрситилгәниди. бирақ, дәсләпки үч чарәклик санлиқ мәлуматлар, төтинчи чарәк билән бирликтә йиллиқ иқтисадий ешишниң %5.5 дин хелила йуқири чиқидиғанлиқини көрситип бәрди. нөвәттә, түркийәниң 2017 – йиллиқ иқтисадий ешиши %6.5 билән %7.5 арисида болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

йәнә бир тәрәптин, иқтисадий ешишниң әмгәк күчи базириға көрсәткән тәсиригә қаралғинида, 2017 – йилида ишқа – хизмәткә орунлаштурушта бир утуқ һекайисиниң йезилғанлиқини көрүвалалаймиз. ахирқи қетим елан қилинған сентәбир мәзгили санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2017 – йили түркийәдә 1 милйон 233 миң киши ишқа, хизмәткә орунлаштурулди. бу бизгә %11.1 лик иқтисадий ешишниң омумий қатламға йейилғанлиқини, хәлқниң турмушида әкс әткән кәң даирилик бир ешиш болғанлиқини көрсәтмәктә.

иш – хизмәт пурсити йаритиш җәһәттә қолға кәлтүрүлгән бу утуқниң пәрдә арқисидики әң муһим амил, шүбһисизки , 2017 – йили бешида елан қилинған иш – хизмәт пурсити йаритиш сәпәрвәрликидур. мәзкур сәпәрвәрлик даирисидә иш – хизмәт билән тәминлигүчиләргә берилгән толуқлимилар, һазирқи бу санниң қолға кәлтүрүлүшиниң вә 1 милйондин артуқ адәмниң әмгәк күчи базириға киришиниң әң асаслиқ мәнбәсини тәшкил қилиду.

әлвәттә, бу йил иш – хизмәт пурсити йаритиш нисбитидә өрләш көрүлгән болсиму, ишсизлиқ нисбитидә бундақ әһвал йоқ. буниң әң негизлик сәвәблириниң бири, әмгәк күчигә қетилғучилар нисбитидики өрләштур؛ башқичә қилип ейтқанда, иш – хизмәт йаритиш нисбитидики ешиш билән параллел һалда әмгәк күчигә қетилиш нисбитидиму өрләшниң көрүлүши, ишсизлиқ нисбитиниң чүшүрүлүши йаки бир ханилиқ рәқәмгә чүшүшиниң йәнә бир аз вақит тәләп қилидиғанлиқиға ишарәт қилмақта.

иқтисадий ешишниң қозғатқучи күчи һесаблинидиған експортта болса, 2017 – йили йәнә муһим өрләш көрүлди. 2016 – йили 142 милйард доллар әтрапида болған експорт, һазирдин башлапла 2017 – йилида мөлчәрлиниватқан 158 милйард доллардин ешип кетидиғанлиқиниң сигналлирини беришкә башлиди.

2017 – йили иқтисадта алдинқи пиландин орун алған мәсилиләрниң йәнә бири пул пахаллиқи болди. нойабир ейида %12.98 гә йәткән пул пахаллиқ нисбити, бу йилниң көп қисмини қош ханилиқ рәқәмләрниң һәмраһлиқида өткүзди. бирақ, бу йәрдә бу нисбәтниң ғидиқлиғучисиниң пәқәт ички динамикилар әмәсликини тәкитлишимизгә тоғра келиду. бир тәрәптин ашлиқ вә нефит баһасидики ешиш дегәндәк дунйави амиллар, йәнә бир тәрәптин ташқи пиривоттики һәрикәтлинишләрниң тәсири бизни қош ханилиқ пул пахаллиқи нисбәтлиригә дучар қилди.

йәнә бир тәрәптин, 2017 – йили хамчот қизил рәқими миллий киримгә нисбәтән алдинқи йилға селиштурғанда бир аз ашқан болсиму, маастрикт өлчими болған %3 ниң астидин орун алғанлиқини көрмәктимиз. охшашла, бу йил дөләт қәрзи нисбитиму %28.5 билән %60 лик маастрикт өлчимигә асасән наһайити йахши болди.

хуласилигәндә, 2017 – йилиға охшаш 2018 – йилиниңму түркийә үчүн сиҗил вә сиғдурушчан ешиш нишаниға йетидиған утуқлуқ бир йил болушини үмид қилимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر