америка нигерийәгә уруш айропиланлири сетип бериду

америка қошма иштатлири террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши  күрәштә ишлитилиш үчүн нигерийәгә 12 данә уруш айропилани сетип бериш келишимини қобул қилди.

877588
америка нигерийәгә уруш айропиланлири сетип бериду

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә һава армийәси қомандани генерал садиқ әбубәкри америкиниң нигерийә баш әлчиси стуарт симиңтонниң вашингтонниң уруш айропиланлири сетип бериш келишимини мақуллиғанлиқиға дир мәктубини тапшурғанлиқини әскәртти.

бу даиридә америкиниң 12 данә « A-29 » типлиқ уруш айропилани сетип бериш келишимини мақуллиғанлиқини қәйт қилған әбубәкри, сәһрайи кәбирниң төвән қисмиға җайлашқан африқиниң бихәтәрликини қоғдашта нигерийәниң истиратегийәлик орниниң наһайити муһимлиқини әскәртиш билән бир вақитта, боко һарам вә башқа бихәтәрлик тәһдитлирини бир тәрәп қилиш үчүн  күрәш қиливатқанлиқлирини тәкитлиди.

уруш айропиланлириниң қиммитиниң 593 милйон доллар икәнликини, америкиниң нигерийәгә қорал - йарағ вә тәлим - тәрбийә җәһәттинму йардәм беридиғанлиқини ейтқан әбубәкри, уруш айропиланлириниң 2018 – йили февралниң ахирлири тапшуруп берилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر