чәт әлликләргә өй сетиш нисбити ашқан

түркийәдә чәт әлликләргә өй сетиш нисбитиниң 2016-йилиға селиштурғанда давамлиқ ешиватқанлиқи билдүрүлди.

853997
чәт әлликләргә өй сетиш нисбити ашқан

түркийә авази радийоси хәвири: өктәбир ейида чәт әлликләргә 2 миң 677 өй сетилған болуп, бу өткән (2016) йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %70.9 ашқан. бу рәқәм 2013-йили йанвар ейидин тартип айлиқ нисбәт бойичә һесаблиғанда әң йуқири сәвийәниң көрсәткүчи болған.

түркийә истатистика идариси елан қилған өй-земин сетиш рәқәмлиригә асасланғанда, 2016-йил өктәбир ейида чәт әлликләргә 14 миң 776 данә өй сетилған болуп, бу рәқәм 2017-йил өктәбир ейида болса 17 миң 918 гә йәткән. 2017-йил йанвардин өктәбир ейиғичә һесаблиғанда өй сетиш нисбити %21.3 ашқан.

билдүрүлишичә, чәт әлликләргә өй сетиш нисбити муқим нисбәттә ешиватқан болуп, бу йилниң ахирқи икки ейидиму бу нисбәтниң давамлиқ ашидиғанлиқи тәхмин қилинмақта икән.

өзйуртлар гуруһи мудирийитиниң баш мудири тамәр өзйурт парс қолтуқи районида хатирҗәмсизлик вә муқимсизлиқниң ешиши билән, түркийәгә болған қизиқишниң көпәйгәнликини әскәртп: «түркийә чәт әллик мәбләғ салғучилар үчүн һазирму җәлп қиларлиқ вә бихәтәр базар һесаблиниду, рәқәмләр буни көрсәтмәктә» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر