түркийә билән ирақ кәркүк нефити тоғрисида сөзләшти

түркийә вә ирақлиқ әмәлдарлар кәркүктин җәйһан портиға нефит йоллаш мәсилиси тоғрисида сөзләшти.

849557
түркийә билән ирақ кәркүк нефити тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ нефит министирлиқи байанатчиси асим җиһад, түркийә енергийә министирлиқидин барған йуқири дәриҗилик бир һәйәтниң пайтәхт бағдадта иран нефитни базарға селиш ширкити әмәлдарлири билән нефитқа алақидар ортақ мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

у бу һәқтики йазма байанатида, түркийә һәйити билән музакирә қилинған асаслиқ мәсилиниң кәркүктин җәйһанға нефит йоллаш мәсилиси болғанлиқини әскәртти вә икки тәрәпниң нефит йоллашқа алақидар техникилиқ вә мәмурий тосуқлар тоғрисида сөзләшкәнликини қәйт қилди.

җиһад, бу музакириләрниң алдимиздики күнләрдә түркийәдә өткүзүлидиған йиғинда давамлаштурулуши тоғрисида бирдәклик һасил қилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر