түркийәниң банкичилиқ саһәсидә қолға кәлтүрүватқан мувәппәқийәтлири
түркийәдә йеңи иштирак банкилири ишқа кириштүрүлиду.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә иштирак банкилириға болған тәләп барғансери йүксәк сәвийәгә йәтмәктә. зираәт иштирак банкиси билән вәқиф иштирак банкиси бу җәһәттики әң чоң бошлуқни толдурди. иштирак банкилириниң шөбә сани миңға йеқинлашти. бу банкиларда 14 миң 867 киши ишқа орунлашти. 2017 – йили 7 – сентәбир етибари билән бу саһәдә топланған мәбләғниң миқдари бултурниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда, % 14 ешип, 96 милйард 674 милйон түркийә лирасиға йәтти. бу йил % 20 тин йүксәк сәвийәдә тәрәққий қилиши күтүлүватқан саһәгә башқа банкиларниңму дахил болуши мөлчәрләнмәктә. ада банкиси, түрк тиҗарәт банкиси вә өй – мүлүк банкисиниң иштирак банкичилиқ саһәсигә дахил болуши күнтәртиптә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.