иқтисадий ешишниң йеңи иттәргүчи күчи немиләрдин тәшкил тепиши керәк?»

«дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик сани бойичә пирофессор әрдал танас қарагөлниң «иқтисадий ешишниң йеңи иттәргүчи күчи немиләрдин тәшкил тепиши керәк?» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

797207
иқтисадий ешишниң йеңи иттәргүчи күчи немиләрдин тәшкил тепиши керәк?»

түркийә авази радийоси: адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмәтлири йеқинқи 15 йиллиқ җәрйанда паал, йеңилиқчи вә ислаһатчи сийасәтләрни йолға қойуп, сийасий һәм иқтисадий муқимлиқни капаләткә игә қилиш җәһәттә муһим рол ойниди.

1990 – йиллардики иқтисадий муқимсизлиқ вә 2001 – йилидики иқтисадий киризистин кейин, адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмәтлири билән бирликтә, «йаритилған үнүмниң хәлқниң турмушида әкс етишиниң муһим икәнлики» пикри алди пиландин орун алди. макро иқтисадий санлиқ мәлуматлар көзникидин, ройапқа чиққан өзгиришләргә нәзәр селинғинида, хәлқниң байашатлиқиға биваситә тәсир көрситидиған әң муһим өзгиришчан амилниң иқтисадий ешиш икәнлики намайан болмақта.

түркийә иқтисадиниң 2002 – 2016 – йиллар арисида %5.6؛ 2010 – 2016 – йиллар арисида болса, %6.7 ешиши, бу нуқтида диққәтни тартиду. мәзкур җәрйанда, түркийәниң күнтәртипиниң қанчилиқ зич болғанлиқи вә немиләргә қарши күрәш қилғанлиқи нәзәргә елинидиған болса, иқтисадий ешишниң мушу хил әһвалларға қаримай өрлигәнлики  техиму рошән гәвдилиниду. буниңдин башқа, мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити йүз бәргән 2016 – йилида %2.9 ашқан түркийә иқтисадий, 2017 – йилиниң дәсләпки чарикидә %5 ешип, тәрәққий тапқан көплигән дөләтләргә селиштурғанда алаһидә илгириләшләрни қолға кәлтүргән болди.

демәк, йеқинқи йиллардики дөләт ичи – сиртида йүз бәргән  өзгиришләр вә булар билән бирликтә һасил болған һалқилиқ пәйтләрдики әһвалларға қилинған ачқучлуқ мудахилиләр сайисида, түркийә иқтисадида, ишләпчиқиришта һечқандақ турғунлуқ көрүлмиди؛ макро иқтисадий көрсәткүчләрдики йахшилинишларму үзлүксиз давам қилди.

2019 – йили иҗра қилинишқа башлайдиған җумһур рәислик һөкүмәт системиси, түркийәниң һазирқи кирими оттура һал дөләтләр тизимликидин чиқип, кирими йуқири дөләтләр сепигә өтүши үчүн муһим пурсәт һесаблиниду. униңдин башқа, түркийәдики башқуруш түзүлмисидә сақлиниватқан көп қатламлиқ башқуруш усулиниң бикар қилиниши һәмдә муқимлиқниң капаләткә игә қилинидиған болуши, мәбләғ салғучиларға дөләтниң муһим вә ишәнчлик порт болуш пурситини йаритип бериду.

бу, түркийә иқтисадиниң сиҗил ешишни ишқа ашурушида ташқи малийә еһтийаҗиниң техиму асан қамдилиши, ишләпчиқириш қурулмисиниң өзгириши, йәни қошумчә қиммити йуқири мәһсулатларни ишләпчиқиришқа өтүши вә ихтисаслиқ әмгәк күчи санини ашуридиған сийасәтләрни йолға қойуши үчүн муһим имканийәтләрни йаритип бериду. дөләт малийәси вә банкичилиқ системисидики йахшилинишму түркийә иқтисадида сиҗил ешишни қолға кәлтүрүшниң йолини ачиду.

дөләт иқтисадини нишанлириға йәткүзүш йолида қолға кәлтүрүлгән макро җәһәттики утуқни микро җәһәттиму қолға кәлтүрүш лазим. бу усул билән макро җәһәттә капаләткә игә қилинидиған һәр бир йахшилиниш, дөләтниң иқтисадий җәһәттики ешиш нисбәтлирини мөлчәрдикидин йуқири балдақларға чиқириду. түркийәниң оттура мәзгиллик тәрәққийат пиланлирида  бәлгиләнгән 2017 вә униңдин кейинки йилларда қолға кәлтүрүш нишан қилинған иқтисадий ешишни қолға кәлтүрүш, һазирқи шараитта толиму муһим һесаблиниду.

йәнә бир тәрәптин, йавропа иқтисадиниң әслигә келиши вә йеңи шундақла пәрқлиқ дөләтләргә қилинидиған експорт пурсәтлиридин пайдилинип, иқтисадий ешишни сиҗиллиққа айландурушму муһим. бу, нуқтилиқ һалда ички истемал мәркәзлик иқтисадий ешиштинму бәкрәк, експорт мәркәзлик иқтисадий ешишниң капаләткә игә қилинишиға һәссә қошиду.

хусусән қошумчә қиммити йуқири мәһсулатларни ишләпчиқиришниң експорттики пейини ашуруш арқилиқ һәм иқтисадий ешишта сиҗиллиқни сақлап қалғили болиду һәмдә түркийәниң хәлқарадики риқабәт күчини ашурғили болиду. буниңдин башқа, ишләпчиқириш технологийәси изчил өзгирип, илғарлишип бериватқан мушундақ бир пәйттә, түркийәниң тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдурушқа тегишлик дәриҗидә әһмийәт берип, миллий ишләпчиқириш омумий қиммитидики пейини ашуруши муһим зөрүрийәткә айланмақта.

йәнә бир тәрәптин, әмгәк күчи базарлирида киши бешиға тоғра келидиған әмгәк үнүмини ашуруш үчүн, лайақәтлик әмгәк күчигә мәбләғ селиш лазим. чәт әл сәрмайисиниң ашурулуши мәсилисидә болса, қисқа мәзгиллик сәрмайә селинмилиридинму бәкрәк, түркийәниң ишәнчлик бир дөләт икәнлики тонушини йуқири көтүрүп, узун мәзгиллик селинмиларни җәлп қилиш лазим.

һәммидин муһими, иқтисадий ешишни қолға кәлтүрүш үчүн йеңи бир һекайә йезишниң, нөвәттики түркийә иқтисадиниң әң муһим еһтийаҗлириниң бири икәнлики наһайити рошән гәвдилинип турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر