бинали йилдирим сингапорда мәбләғ салғучилар билән көрүшти

бинали йилдирим түркийәдики мәбләғ селишқа болидиған имканийәтләрни әтраплиқ чүшәндүрүп өтти.

794598
бинали йилдирим сингапорда мәбләғ салғучилар билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим сингапорда мәблиғи 550 милйард долларға йәткән ширкәтләрниң вәкиллири билән бир йәргә җәм болди.

йиғинда түркийәдики мәбләғ селишқа болидиған имканийәтләр чүшәндүрүлди.

баш министирлиқ мәнбәлириниң билдүришичә, бинали йилдирим сингапордики учришишлириниң ахириқи күнидә мәбләғ салғучилар билән көрүшкән.

ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлгән йиғинда бинали йилдирим мәблиғи 550 милйард долларға йәткән ширкәтләрниң вәкиллиригә түркийәдики мәбләғ селишқа болидиған имканийәтләрни чүшәндүрүп өткән.

йиғинға муавин баш министир мәһмәт шимшәк вә рәҗәп ақдағ, илим – пән санаәт вә техника ишлири министири фаруқ өзлү, иқтисад министири ниһат зәйбәкчи, таможна вә сода ишлири министири бүлент түфәкҗиму қатнашти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر