түркийәдики чәт әл селинмилири күнсери ашти

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийул һәрбий исйан урунушидин кейин түркийәдики 2016 – йиллиқ хәлқаралиқ биваситә селинмилар % 56 кә йәтти.

673816
түркийәдики чәт әл селинмилири күнсери ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә селинмиларни қоллаш вә тәшвиқ қилиш оргининиң башлиқи арда әрмут бу һәқтә елан қилған йазма байанатта, шунчә көп қийинчилиқларға қаримай алдинқи йилниң ахирқи чарикида түркийәдә иқтисадий җәһәттин силкиниш һасил болғанлиқини, чәт әл селинмилириниң 3.6 милйард долларға йәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийул һәрбий исйан урунушидин кейин түркийәдики 2016 – йиллиқ хәлқаралиқ биваситә селинмилар % 56 кә йәтти. дәсләпки 7 айда оттуричә 900 милйонға, ахирқи 5 айда 1 милйард 162 милйон долларға йәтти. бу рәқәм йеқинқи 17 ай ичидики әң йүксәк сәвийә һесаблиниду. бултур чәт әл селинмилири 12.1 милйард долларға йәтти.»

игилинишичә, 2016 – йили чәт әл селинмилиридики ешиш җәһәттин ишләпчиқириш саһәси биринчи, енергийә саһәси иккинчи болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر