дунйа иқтисади вә түркийәдә байлиқ фонди | анализ

дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида «түркийәдә байлиқ фонди» мавзолуқ темини һузуруңларға сунимиз.

644234
дунйа иқтисади вә түркийәдә байлиқ фонди | анализ

түркийә авази радийоси: байлиқ фонди дунйада көплигән дөләтләр тәрипидин ишлитилмәктә. болупму иқтисадий ешиш нисбити төвән әлләрдә иқтисадий ешиш вә тәрәққийатқа, узун мәзгиллик селинмиларға мәнбә йаритишқа биваситә һәссә қошуп кәлмәктә.

байлиқ фонди емтиа вә ғәйри емтиадин ибарәт икки түргә айрилиду. игә болған сәрмайә мәнбәси нуқтисидин нефит вә тәбиий газға охшаш тәбиий мәнбәләрниң експорт киримлири билән һасил қилинған байлиқ емтиа фонди؛ ташқи сода мәнбәлик даимлиқ һесабат ешиндиси, хусусийлаштуруш, фонди вә ташқи перевот запаслириға охшаш мәнбәләр ғәйри емтиа фонди, дәп атилиду.

дунйаниң әң чоң емтиа мәнбәлик фондилириға игә дөләтләр, тәбиий байлиқлири мол норвегийә, сәуди әрәбистан, кувәйт, әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар вә русийә қатарлиқлардур. 847 милйард 600 милйон доллар билән дунйаниң әң чоң селинма фондиға игә дөлити норвегийәдур. норвегийә байлиқ фонди билән Nestle, Royal Dutch Shell, Apple, Roche Holding, Novartis, Alphabet  вә  Microsoftдегәндәк дунйа миқйасидики муһим ширкәтләргә мәбләғ селинмақта.

хитай, хоңкоң вә сингапорға охшаш дөләтләр болса, експорт ешиндиси билән һасил қилинған ғәйрий емтиа байлиқ фондилириға игә болуп, бу дөләтләр арисида 813 милйард 800 милйон доллар билән әң көп ғәйрий емтиа байлиқ фондиға игә болған хитай, селинмилирини йеңи йипәк йоли қурулуши вә асийа үстқурулмиға мәбләғ селиш банкиси лайиһәлиригә сәрп қилмақта.

нөвәттики вәзийәттә җари болуватқан байлиқ фондилириниң нишанлири, иқтисадий ешиш вә хәлқниң байашатлиқиниң қоғдалған һаләттә кәлгүси әвладларға йәткүзүлүши, макро иқтисадий сийасәтләр билән малийә муқимлиқиниң капаләткә игә қилиниши вә иқтисадий тәрәққийатниң қоллап – қуввәтлинишидә гәвдилиниду.

байлиқ фондиниң дөләтләрниң иқтисадлириға қошидиған төһписи болса, көплигән саһәләрдә өзини намайан қилмақта. болупму тәрәққий қиливатқан дөләтләргә сәрмайә киришигә башламчилиқ қилидиған бу хил фондиларниң йәнә ички – ташқи өзгиришләр һасил қилидиған давалғушларға қарши дөләт иқтисадиниң бәрдашлиқ күчини ашуридиғанлиқиму һәммигә мәлум. буниң билән биргә, чоң қурулуш лайиһәлирини мәбләғ вә малийә системилирини көчмә мәбләғ билән тәминләш, пул – муамилә мувазинитини муһапизәт қилиш дегәндәк саһәләрдиму байлиқ фондилири алаһидә диққәтни тартмақта.

һәм тәрәққий тапқан һәм тәрәққий қиливатқан дөләт иқтисадлири үчүн күнсери әһмийити күчийиватқан байлиқ фондилириниң мәблиғи 2016 – йили етибари билән 7 тирилйон 400 милйард долларға йәтти. дунйадики 40 тин артуқ дөләттики 80 гә йеқин байлиқ фондиниң тәбиий байлиқ записи мол оттура шәрқ вә оттура асийа билән експорт вә малийә мәркәзлиригә тайинидиған йирақ шәрқтә көп икәнлики көрүлмәктә.

20 дөләт гуруһиға әза әлләрниң түркийәдин башқа һәммисидә бар болған байлиқ фонди,2016 – йили 26 – авғустта қурулуш мусаписини ахирлаштуруп, түркийәдиму вуҗудқа чиққан болди. бу фондиниң қурулуш сәрмайиси хусусийлаштуруш фонди тәрипидин қамдилиду, түркийә байлиқ фонди баш министирлиқ мәһкимисиниң башқуруши астида хизмәтлирини давамлаштуриду.

түркийә байлиқ фонди арқилиқ тәрәққий қиливатқан әлләрдә көпләп көрүлидиған сәрмайә давалғушлириниң алдини елиш, чоң һәҗимлик үстқурулма вә енергийә қурулушлирини мәбләғ билән тәминләш, исламий малийә мәнбәлириниң ишлитилишини күчәйтиш, иқтисадий ешишқа иҗабий төһпә қошуш вә төвән чиқим нисбитини сақлап қелишни күчәйтиш қатарлиқлар нишан қилиниду.

булар билән бирликтә түркийә байлиқ фондиниң болупму тәрәққийат паравузи болған ишләпчиқириш саһәси селинмилириға, истратегийәлик әһмийәткә игә ширкәтләрни мәбләғ билән тәминләп тәрәққийат сүритиниң ашурулушиға, иқтисадта йуқири вә сиҗил ешишниң қолға кәлтүрүлүшигә вә иқтисадий муқимлиқ йолиниң дағдамлаштурулушиға көрүнәрлик дәриҗидә мәнбә болуш ролини ойниши күтүлмәктә.

түркийәдә қурулған байлиқ фонди мәвҗут фондилардин пәрқлиқ һалда, нә емтиа нә ғәйри емтиа әмәс, бәлки һәр иккисини өз ичигә алидиған пәрқлиқ бир байлиқ фонди болғанлиқи үчүн, тәрәққий қиливатқан дөләтләр нуқтисидинму диққәтни тартиду.

хуласилигәндә, емтиа киримлири, даимлиқ һесабатлар вә даимлиқ һесабат ешиндисидин киргән киримларниң узун мәзгилдә дөләт иқтисадиға һәссә қошушини капаләткә игә қилиш мәқситидә оттуриға чиққан байлиқ фонди, көплигән тәрәққий тапқан вә тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә узун йиллардин буйан мәвҗут болуп кәлмәктә. бу мәнидә емтиа вә ғәйри емтиа мәнбәлиридин һасил болидиған түркийә байлиқ фондиниң түркийәгә нишанлириға йетишидә майаклиқ рол ойнайдиғанлиқи ениқтур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر