русийә йемәк - ичмәк импорт қилишта түркийәгә йүзләнди

йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлиридин йемәк - ичмәк импорт қилишни тохтатқан русийә түркийәгә йүзләнди

104865
русийә йемәк - ичмәк импорт қилишта түркийәгә йүзләнди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлиридин йемәк - ичмәк импорт қилишни тохтатқан русийә түркийәгә йүзләнди.
тунҗи қетим 3 түрк ширкити, русийәгә сүт вә сүт мәһсулатлирини експорт қилиш үчүн иҗазәт алди.
әгә районидин русийәгә қилиниватқан йиллиқ 120 милйон долларлиқ експортниң 2 һәссә ашурулуши мөлчәрләнмәктә.
русийә, украина киризиси түпәйли йавропа иттипақи дөләтлири билән америка қошма иштатлиридин йемәк - ичмәк импорт қилишни тохтатқаниди.
русийәниң бу қарари түркийәдки йемәк - ичмәк саһәсини һәрикәткә кәлтүрди.
бултур қанатлиқ гөш еһтийаҗини әгә районидин қамдиған русийә, сүт мәһсулатлири үчүнму йәнә әгәни таллиди.
русийәгә експорт қилидиған ширкәтләр саниниң көпиши мөлчәрләнмәктә. тунҗи түркүмдики мәһсулатларниң сентәбир ейида експорт қилиниши тәхмин қилинмақта.
бу өзгиришләрниң зәйтун вә зәйтун йеғи саһәсигиму иҗабий тәсир көрситиши мөлчәрләнмәктә.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر