илһам тохтиниң һәқ – һоқуқ күриши т р т аваз қанилида әтраплиқ аңлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: доктор илһам тохтиниң туғулған күни мунасивити билән түркийәниң түрк дунйасиға тарқитиш беридиған т р т аваз қанилида илһам тохтиниң уйғурларниң қануний һәқ – һоқуқи үчүн елип барған һәққаний күрәшлири әтраплиқ аңлитилди.

«түркистан гүндәми» йәни «түркистанниң күн тәртипи» намлиқ программисида илһам тохтиниң иш излири, түрмигә қамилиш сәвәблири, аилисиниң һазирқи әһвали, уйғурларниң илһам тохтиға болған көз қариши, у еришкән мукапатлар вә уйғурларниң һазирқи вәзийити шундақла түркийә-хитай мунасивитидә уйғур мәсилиси қатарлиқлар темилар муһакимә қилинди.

пирограмммиға «уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи» мудири һамут гөктүрк әпәнди алаһидә тәклип билән қатнашти.

 29 - өктәбир күни чүштин кейин нәқ мәйдандин тарқитилған программида йәнә, һамут гөктүрк әпәнди илһам тохтиниң мақалә вә байанатлирини түрк тилиға тәрҗимә қилип елан қилған «йолум вә ғайәм» намлиқ китаб тоғрисидиму мәлумат бәрди.

йуқириқи улиништин илһам тохтиниң һәқ – һоқуқ күриши һәққидә һамут гөктүрк әпәнди билән өткүзүлгән программиниң видео архипини толуқ көрәләйсиләр.