түркийә командиси мусабиқини йуқири үстүнлүк билән ахирлаштурди

түркийә-молдова мусабиқиси «йеңи әскишәһир мәйдани» да өткүзүлди. молдова командисиниң варатасиға, түркийә командисиниң маһирлиридин һасан әли бир топ, қаан айхан бир топ, җәң тосун икки топ киргүзди. түркийә командиси бу нәтиҗә билән, 2020-йиллиқ йавропа лоңқиси H гуруппидики шаллаш мусабиқилиридә, номурини 6 гә чиқарди.