11-сентәбир вәқәсини хатириләш мурасими өткүзүлди

америка пирезиденти доналд трамп вә рәпиқиси меланийа ақсарайда өткүзүлгән 2001-йили 11-сентәбир йүз бәргән террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанларни хатириләш мурасимиға қатнашти. кишиләр бир минут сүкүттә турди. трамп билән рәпиқиси йәнә бәш бурҗәклик бинада өткүзүлгән хатириләш мурасимиғиму қатнашти. 11-сентәбир террорлуқ һуҗумида 2750 киши һайатидин айрилған иди.