панмунҗомдики тарихий учришиш

икки корейә рәһбири чеградики панмунҗом уруш тохтитиш йезисиға җайлашқан тинчлиқ өйидә көрүшти. ким җоңун билән мун җаинниң дәсләптә қол сиқишип көрүшүши вә җәнубий корейә әскәрлиридин тәшкилләнгән һөрмәт қаравуллириға салам қилиши билән башланған учришишта, ким җоңун тинчлиқ өйидики хатирә дәптиригә имза қойди.