фидан канада ташқи ишлар министири җоли билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хакан фидан түнүгүн канада ташқи ишлар министири мелани җоли билән көрүшти.

2140329
фидан канада ташқи ишлар министири җоли билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип, министир хақан фиданниң түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә канадалиқ мәнсәпдиши җоли билән көрүшкәнликини уқтурди.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, 2024-йили түркийә билән канаданиң дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 81 –хатирә йилиға тоғра келидикән.

байанатта көрситилшиичә, йеқинқи йиллардин буйан түркийә билән канаданиң машинисазлиқ, деңизчилиқ вә учур техникиси саһәлиридики һәмкарлиқи тәрәққий қилған.

иглинишичә, нөвәттә тәхминән 3 милйард доллар болуватқан түркийә-канада сода миқдариниң қисқа вақит ичидә 5 милйард долларға йәткүзүлүши пиланланмақта икән.

2019-йили истанбулда өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ канада-түркийә иқтисад вә сода комитети йиғининиң кәлгүсидә тәкрарлиниши мумкин икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر