ирақниң шималида 12 террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики гара вә һақуруқ районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 12 террорчи бир тәрәп қилинди.

2140043
ирақниң шималида 12 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди:

«мөлчәрлигүсиз, мислисиз, чақмақ тезликидә изчил һәрикәт қилиш иқтидариға игә қәһриман қисимлиримиз ирақниң шималидики гара вә һақуруқ районлирида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 12 террорчини һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилди.  терроризмға қарши күришимиз районда әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر