җумһур рәис әрдоғанниң америка зийарити кечиктүрүлди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 5-айниң 9-күни ишқа ашурулуши пиланлиниватқан америка зийарити кечиктүрүлди.

2132674
җумһур рәис әрдоғанниң америка зийарити кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәли байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоғанниң 5-айниң 9-күни ишқа ашуруши пиланлиниватқан америка зийаритиниң, зийарәт вақит җәдвилиниң мас кәлмәслики сәвәбидин һәр икки тәрәпкә қолайлиқ бир күнгә кечиктүрүлгәнликини билдүрди.

кәчәли түркийә билән америка оттурисидики йуқири қатламлиқ сөһбәтниң давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر