81 вилайәттә беләт ташлаш давамлашмақта

түркийә 5 йил бойичә вәзипә өтәйдиған йәрлик һөкүмәт башлиқлирини сайлаш үчүн беләт ташлимақта.

2122527
81 вилайәттә беләт ташлаш давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миқйасида сайлам һайаҗанлири әтигәндила башланди.

шәрқтики 32 вилайәттә беләт ташлаш түркийә вақти әтигән саәт 07:00 дә башлинип, чүштин кейин саәт 16:00 дә ахирлишиду.

шәрқтики бу 32 вилайәттин башқа вилайәтләрдә болса, түркийә вақти әтигән саәт 08:00 дә башлинип, чүштин кейин саәт 17:00 дә ахирлишиду.

31 - марттики йәрлик сайламда, 81 вилайәт, 973 наһийә вә 390 йеза башлиқлири сайлап чиқилиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر