әрдоған пакистан пирезиденти асиф әли зәрдарини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пакистан пирезиденти асиф әли зәрдариниң пирезидентлиққа сайланғанлиқини тәбриклиди.

2114537
әрдоған пакистан пирезиденти асиф әли зәрдарини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учу -алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, җумһур рәис әрдоған зәрдари билән телефонда көрүшүп, униң пирезидент болуп сайланғанлиқини тәбриклигән.

әрдоған сөһбәттә, икки дөләт мунасивәтлирииң һәр саһәдә тәрәққий қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп, бу йеңи мәзгилниң пакистан үчүнму хәйрилик болушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

омумий сайлам мәзгилидә пакистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирини әйиблигән әрдоған, түркийәниң террорлуққа қарши күрәштә пакистанни қоллашни давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر