миллий истихбарат идариси лиман сувйәшни уҗуқтурди
миллий истихбарат идариси (MIT) бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати —п к к / й п г ниң аталмиш рәһбәрлиридин лиман сувйәшни сүрийәниң қамишли районида нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикити елип берип уҗуқтурди.
түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игилинишичә, миллий истихбарат идариси сүрийәниң қамишли районида икәнлики ениқланған й п г аталмиш айаллар қурулмисинииң мәсуллириниң бири болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш «мәҗлиси» әзаси «рихан амудә» код исимлик лиман сувйәшни йеқиндин көзитишни башлиған вә туруватқан йерини җәзмләштүрүп, нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикити елип берип уҗуқтурған.
сувйәшниң сүрийәдә террорлуқ тәшкилатиниң тәшкилий паалийәтлиригә йетәкчилик қилғанлиқи, түркийә чеграсиға җайлашқан қамишлидики айал террорчиларға қандилдин тапшурувалған йолйоруқларни йәткүзүш билән шуғулланғанлиқи бекитилди.
террорчиниң террорлуқ тәшкилатиниң буйруқиға асасән, түркийәгә қарши террорлуқ паалийәтлирини тәшкиллигәнликиму ениқланди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
измирда тәртипсиз көчмәнләр қутқузувелинди
измир деңиз саһиллирида 21 балини өз ичигә алған 70 тәртипсиз көчмән қутқузувелинди.