собаҗи: дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларниң садаси болдуқ

түркийә радийо-телезийә идариси- т р т (TRT) баш мудири мәһмәт заһид собаҗи дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларниң садаси болғанлиқлирини ейтти.

2074574
собаҗи: дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларниң садаси болдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш вә садаси болуш үчүн   «өзигә хас күчлүк тарқитиш пирограммилири арқилиқ күчлүк тәсир қозғаш» истратегийәсигә асасән тарқитиш – аңлитиш паалийәтлирини елип бериватқанлиқлирини тәкитлиди.

собаҗи «бирликтә тәрәққий қилиш – мәсулийәтләр, паалийәтләр вә сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш чарә – тәдбирлири» темисида истанбулда  чақирилған 7 – нөвәтлик  2023 – йиллиқ «‹TRT World› мунбири» йиғининиң ечилиш нутқида, уда икки күн давамлишидиған, тәхминән 100 дөләттин 150 дин артуқ ликсийә сөзлигүчи вә 1000 дин артуқ киши қатнишиватқан йиғинда, район вә дунйави мәсилиләр һәққидә муһәкимә елип берилип, сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш чарә – тәдбирлири һәққидә пикир – тәклипләрниң оттуриға қойулидиғанлиқини ейтти.

10-айниң 7-күнидин башлап исраилийәниң ғәззәдә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини қәйт қилған собаҗи,  хәлқара таратқуларниң бу ирқий қирғинчилиқни қанунлаштурмақчи болуватқанлиқиға шаһит болғанлиқлирини тәкитлиди.

собаҗи т р т болуш сүпити билән, күчлүк – аҗиз дәп айримастин, һәққанийәт пиринсипиға асасән хәвәрчилик, тарқитиш – аңлитиш  паалийәтлирини давамлаштуруватқанлиқлирини ейтти, шундақла т р т ниң дөләтлик вә хәлқаралиқ телевизийә қаналлири, радийо истансилири вә дигитал супилири арқилиқ дунйада йоққа чиқириветилгән милйардлиған кишиләрниң садаси болуш пиринсипиға асасән һәрикәт қиливатқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:

«дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш вә садаси болуш үчүн   <өзигә хас күчлүк тарқитиш пирограммилири арқилиқ күчлүк тәсир қозғаш> истратегийәсигә асасән тарқитиш – аңлитиш паалийәтлирини елип бериватимиз. чүнки биз дунйаниң зеһинлирини бесивалған қамалларни бикар қилишниң дәл вақти йетип кәлди дәп қараймиз. дәрвәқә, бүгүнки күндә, нурғун дөләтләрдики инсанлар ғәззәдики өзгиришләрдин дәл вақтида хәвәрдар болуш үчүн, т р т вә түркийәниң телевизийә қаналлирини көрмәктә, радийолирини аңлимақта. тарихниң қараңғу тәртипидин орун елишни халимайдиған виҗданлиқ кишиләрниң һәммиси түркийәниң садаси вә мәйданидин узуқланмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر