фидан әртуғрулоғлуға тәбрик хети әвәтти

ташқи ишлар министири хақан фидан шималий қибрис түрк җумһурийити қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи вә җумһурийәт байрими мунасивити билән шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министири таһсин әртуғрулоғлуға тәбрик хети әвәтти.

2064522
фидан әртуғрулоғлуға тәбрик хети әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан мәнсәпдиши әртуғрулға йоллиған тәбрик хетидә, өзиниң қибрис түрклириниң баравәрлик вә әркинлик күришиниң әң әһмийәтлик намайәндиси болған шималий қибрис түрк җумһурийити қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи мунасивити билән өткүзүватқан шадлиқ вә хушаллиқини чин қәлбидин ортақлишидиғанлиқини тәкитләп: «хәлқимиз шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурулғандин буйан қолға кәлтүргән нәтиҗилиридин иптихарлиниду. тинчлиқ вә мәсилиләрни һәл қилиш тәрәпдари икәнликини изчил испатлап кәлгән қибрис түрклириниң, дучар қилинған қанунсизлиқ вә ғәйрий инсаний чәклимиләргә қаримай, игилик һоқуқидин ваз кәчмәйдиғанлиқини һәр пурсәттә намайан қилиши, һәққаний дәвамизда күчимизгә күч беғишлимақта» дегәнләрни қәйт қилди.

министир фидан түркийәниң баштин тартипла шималий қибрис түрк җумһурийитиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинишини қолға кәлтүрүшни бурчи дәп қарап кәлгәнликини байан қилип, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң хәлқара сәһнидә тегишлик орунға еришиши үчүн, пидакарлиқ қилиштин өзини тартмайдиғанлиқини әскәртти.

түркийәниң қибрис түрк хәлқиниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш үчүн, күчлүк тәдбирләрни йолға қойушни давамлаштуридиғанлиқини тилға алған фидан, сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «бу һессийат вә ой-пикирләр билән, сизниң вә қиммәтлик қибрис түрки қериндашлиримизниң 15 – нойабир җумһурийәт байримини чин көңлүмдин тәбрикләймән؛ қибрис дәваси йолида шеһитлик мәртибисигә еришкәнләрни өз ичигә алған барлиқ қәһриманлиримизни һөрмәт билән әсләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر