фират қалқини районида икки террорчи бир тәрәп қилинди
сүрийәниң шималидики «‹фират қалқини› һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.
2063064
![фират қалқини районида икки террорчи бир тәрәп қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/9aed/7f14/0f2e/62bbf04bb1276.jpg?time=1718351495)
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, түркийә қисимлириниң сүрийәниң шималидики «‹фират қалқини› һәрбий һәрикити» районида елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси икки террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бирдинбир мәқсити районни қанға бойаш болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси террорчиларға тегишлик җаваб қайтуруватимиз.»