түркийәдә пәләстин шеһитлири үчүн үч күнлүк «миллий матәм»  елан қилинди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири сәвәбидин үч күнлүк «миллий матәм» елан қилинғанлиқини билдүрди.

2052898
түркийәдә пәләстин шеһитлири үчүн үч күнлүк «миллий матәм»  елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди:

«түркийә болуш сүпитимиз билән, пәләстинлик қериндашлиримиз баштин кәчүрүватқан қорқунчлуқ азаб - оқубәтләрни чоңқур һес қиливатимиз. көпинчиси балилар вә бигунаһ пуқралардин тәшкил тапқан миңлиған шеһитлиримизға болған һөрмитимизниң намайәндиси сүпитидә дөлитимиздә үч күнлүк <миллий матәм> елан қилинди.»

әрдоғанниң байанатида, түркийәниң «миллий матәм» қарариғиму орун берилди.

түркийәниң үч күнлүк «миллий матәм» һәққидики қарарида, исраилийәниң пуқраларни нишан қиливатқан, 2023 – йили 17 – өктәбир күни дохтурханиға қилған һуҗумлири нәтиҗисидә адәм өлүш вә йарилиниш әһвалиниң көрүлгәнлики, бу мунасивәт билән пәләстин хәлқиниң қорқунчлуқ азаб – оқубәтлири һәм дәрд – әләмлирини ортақлишиш мәқситидә үч күнлүк «миллий матәм елан қилинғанлиқи» әскәртилди.

қарарда, 2023-йили 21 – өктәбир шәнбә күн патқанға қәдәр, дөләт миқйасида вә түркийәниң чәт әлләрдики әлчихана-консулханилирида түркийә байриқиниң йерим чүшүрүлидиғанлиқи тәкитләнди.

исраилийә ғәззәниң мәркизидики әләһли баптист дохтурханисини бомбардиман қилған, бу қирғинчилиқта 471 пуқра җенидин айрилғаниди.

исраилийәниң 7-өктәбир күни башланған һуҗумлирида 3000 дин артуқ пәләстинлик җенидин айрилди. 12 миң 500 дин артуқ адәм йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر