коҗа: ғәззәгә сәһийә хизмити сунушқа тәййармиз

түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа түркийәниң ғәззәгә парахот дохтурханиси әвәтишкә, рәфаһ чегра еғизиға йеқин җайға йаки ғәззәгә дала дохтурханиси қурушқа тәййар икәнликини билдүрди.

2052405
коҗа: ғәззәгә сәһийә хизмити сунушқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа екс (X) адресида байанат елан қилип, министирлиқниң ғәззәгә сәһийә хизмити сунуш үчүн һәрикәткә өткәнликини вә бу даиридә хәлқаралиқ сәһийә тәшкилатлири билән учришишларниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

ғәззәдики әләһли баптист дохтурханисиға қилинған инсанийәткә хилап һуҗумдин кейин, дунйа сәһийә тәшкилатиниң әң йуқири мәсуллирини өз ичигә алған нурғун кишиләр билән телефон дипломатийәси қанат йайдурғанлиқини билдүргән фаһрәттин коҗа, кишиләрниң сағламлиқи үчүн хизмәт қилған идариләрни һәр қандақ әһвал астида вә сәвәби немә болушидин қәтийнәзәр һуҗум нишани қилишни қобул қилғили болмайдиғанлиқи пикриниң, көрүшүшләрдә муһим нуқта болғанлиқини әскәртти.

у: «түркийә болуш сүпитимиз билән, районға парахот дохтурханиси әвәтишкә, рәфаһ чегра еғизиға йеқин җайға йаки ғәззәгә дала дохтурханиси қурушқа؛ пәләстинлик қериндашлиримизға булар арқилиқ сәһийә хизмити сунуп, бу хизмәтләрни қанат йайдурушқа тәййармиз» деди.

у: «дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропа райони директори ханс клуг билән көрүшкәндә, бу хизмәтләрни қилишқа рухсәт қилинған әһвалда дунйа сәһийә тәшкилати билән бирликтә һәрикәт қилишқа тәййар икәнликимизни, көрүшүшләрдә дунйа сәһийә тәшкилатиниңму бу мәсилидә тарихий мәсулийитиниң барлиқини қайта-қайта тәкитлидим» деди.

у ахирида, һәр хил дипломатик қийинчилиқларға қаримай, түркийәниң бовақларға, кичик балиларға, йашанған вә бигунаһ кишиләргә йардәм қилишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر