җумһур рәис әрдоған пирезидент лула да силва билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силва билән телефонлашти.

2052336
җумһур рәис әрдоған пирезидент лула да силва билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент лула да силваниң телефонлишип, исраилийә билән пәләстин оттурисидики күнсери күчийиватқан тоқунушлар вә җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш йолида ишлинишидиған хизмәтләрни музакирә қилған.

җумһур рәис әрдоған телефон сөһбити җәрйанида, түркийәниң узақ муддәтлик тинчлиқ орнитиш үчүн оттуриға қойған һәл қилиш тәклиплирини ортақлишип, һечқандақ бир дөләтниң отқа йеқилғу төкмәслики керәкликини вә барлиқ тәрәпләрниң кишилик һоқуқ рамкиси ичидә инсанпәрвәрлик йардими беришниң конкрет қәдәмлирини ташлиши лазимлиқини оттуриға қойған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر