һәсәнов гүләр билән телефонлашти

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләр билән телефонда көрүшти.

2039420
һәсәнов гүләр билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға қариғанда, министир һәсәнов түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләр билән телефонда көрүшкән.

телефон сөһбитидә, һәсәнов гүләргә әзәрбәйҗан армийәсиниң қарабағда елип бериватқан терроризмға қарши күрәш тәдбирлири һәққидә мәлумат бәргән.

дөләт мудапиә министири йашар гүләр түркийәниң һәр даимиға охшашла бүгүнки күндиму әзәрбәйҗанни қоллайдиғанлиқини билдүргән.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи қарабағда асасий қанун түзүмини қайтидин орнитиш, әрменийә қораллиқ қисимлирини қоралсизландуруш һәм уларни әзәрбәйҗан земинидин чиқириветиш мәқситидә терроризмға қарши күрәш тәдбирлириниң башланғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر